Сүрийә һөкүмити сүрийә муавин президентиниң қачқанлиқини инкар қилди
Мухбиримиз җүмә
2012.08.18
2012.08.18
Шәнбә күни дәмәшиқтики дөләт телевизийиси шара әпәндиниң ишханиси тарқатқан бир баянатни елан қилди вә: шара әпәнди сүрийидин айрилишни ойлапму көргини йоқ, дәп көрсәтти.
Фаруқ әл шара сүрийидики сүнний мәзһипидин болған сарийидики әң нопузлуқ сиясийонларниң бир болуп, у өткән 30 йилдин бери сүрийә һөкүмитидә хизмәт қилмақта иди.
Бу йил мартта сүрийидин қечип чиққан сүрийиниң сабиқ нефит министири абдо һисамидин әрәб телевизийисигә қилға сөзидә шара әпәндиниң әмәлийәттә нәзәрбәнд астиға елинғанлиқини билдүрди.
Өткән һәптә сүрийә баш министири өктичиләр тәрәпкә өтүп кәткән вә әсәд һөкүмитиниң чак - чекидин бөсүлүп кетиватқанлиқини билдүргән иди.