Сүрийә ташқи ишлар баянатчиси җиһад мақдисси сүрийидин ғайиб болди

Сүрийиниң муһим дөләт әрбаблири қатаридики, ташқи ишлар баянатчиси җиһад мақдиссиниң бирқанчә һәптидин бери ахбарат сәһнилиридә көрүнмәслики, униң нөвәттики сиясий мәйдани вә туруватқан орни һәққидә түрлүк пәрәз вә гуманларни пәйда қилди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.12.04

Сүрийидики исянчилар униң, әсад һакимийитидин йүз өрүгәнликини билдүрсә, йәнә бәзи мәнбәләр, униң баянат бәргәндә һөкүмәт бәлгилигән сизиқтин чәтнәп кәткәнлики үчүн вәзиписидин елип ташланғанлиқини оттуриға қоймақта. Ливанниң әлманар телевизийисиниң хәвәр қилишичә, җиһад мақдисси йеқинда аилиси билән бирликтә сүрийидин айрилип, аввал буйрутқа кәлгән, униңдин кейин лондонға сәпәр қилған.

Нөвәттә бәзи мәнбәләр, мақдиссиниң сиясий мәйдан җәһәттә исянчилар тәрәпкә өткәнликини илгири сүрүшмәктә.

Бу һәқтә, түркийиниң дуня бултәни гезитигә позитсийә билдүргән исянчилар сепиниң бир башлиқи, мақдиссиниң бурун қилған сөзлири сәвәблик, у мәйданини өзгәрткән тәқдирдиму, хәлқни тәсирләндүрәлмәйдиғанлиқини баян қилған. Мәлум болушичә, мақдисси баянат бериш җәрянида “биз химийиви қораллиримизни өз хәлқимизгә қарита ишләтмәймиз” дейиш арқилиқ, сүрийиниң химийиви қоралларға саһиб икәнликини рәсмий шәкилдә ашкарилап қойған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.