Сүрийиниң бир юқири дәриҗилик командири қозғилаңчиларға қетилди
2012.12.26
Мәлум болушичә, лейтенант генерал абуләзиз әл - шалал сүрийә һөкүмәт армийисидин қечип, түркийә тәрәпкә өтүп кәткән.
У, 26 - декабир интернетта елан қилған баянатида һөкүмәт армийисиниң хәлқни қоғдашниң орниға “қатиллар гуруһи” ға айлинип қалғанлиқи сәвәблик әсәд һөкүмитидин йүз өрүгәнликини билдүрди.
У йәнә, алий вәзиписи вәтән вә хәлқни қоғдаштин ибарәт болған дөләт армийисиниң шәһәрләрни ханивәйран қилғанлиқини, хәлқни қирғин қилип еғир җинайәт өткүзгәнликини баян қилған.
Лейтенант генерал абуләзиз әл - шалал әсәд һөкүмитини ташлап хәлқ тәрәпкә өтүп кәткән сүрийиниң юқири дәриҗилик һәрбий әмәлдарлиридин бири.