Сүрийә ахбарати өктичиләрниң қолидики қоралниң түркийидин киргәнликини елан қилди

Сүрийә ахбарати бүгүн, өктичиләрниң қолидин йиғивелинған 156 данә тапанча, милтиқ вә гранататар қатарлиқ қоралларниң түркийидин киргүзүлгәнликини елан қилди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.10.03

Сүрийидики бирқисим өктичиләр, йеқинқи һәптиләрдин бери тинчлиқ йолидин үмидини үзүп, һөкүмәткә қораллиқ йол билән қаршилиқ көрситип келиватқан иди.

Сана ахбарат агентлиқиниң хәвәр қилишичә, сүрийә армийиси алдинқи һәптә өктичиләргә қарши елип барған оператсийиси давамида олҗа алған қоралларниң түркийидин әткәс йол билән киргүзүлгәнликини байқиған.

Йәнә мәлум болушичә, қораллиқ өктичиләр, алдинқи күни һөкүмәт тәрәпдари бир диний зат әһмәд бәдридин һассанниң 21 яшлиқ оғлини етип өлтүргән.

Хәвәрдә билдүрүшичә, мәзкур диний зат сүрийидики намайишни, чәтәлликләр қозғиди дәп әйиблигән болуп, өктичиләр бу арқилиқ бәшәр асадниң хәлқ арисидики янтаяқлирини агаһландурған.

Сүрийидики намайишчилар қораллиқ һәрикәткә қарап йүзлиниватқан бу күнләрдә, сүрийиниң һәр саһә өктичи гуруппа вәкиллири истанбулда топлинип, сүрийә өткүнчи миллий мәҗлисини тәсис қилди.

Алдинқи күни истанбулда қурулған бу миллий мәҗлистә мусулман қериндашлар қатарлиқ сүрийидә чәкләнгән сиясий тәшкилатлар вә бир қисим христиан вә күрд гуруппилириму орун алған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.