Исянчи һәрбийләр сүрийә һава армийә базисиға һуҗум қозғиди

Сүрийә қозғилаңчилириниң баян қилишичә, исян көтүргән һәрбийләрниң “сүрийә инқилаби баш штаб” дәп атилидиған тәшкилати түнүгүн, сүрийиниң пайтәхти дәмәшиқ шәһиридики һәрбий базиға ракета билән һуҗум қозғап, һава армийә ахбарат бинасиниң бир қисмини вәйран қилған.
Мухбиримиз вәли
2011.11.16

Америка авазиниң баян қилишичә, бу, сүрийидә бир һәптидин буян йүз бәргән бәшр асад һөкүмитигә қарши қозғиған әң дадил һуҗум болуп һесаблиниду. Бу һазир дуняниң диққитини қозғимақта.

Б б с ниң баян қилишичә, сүрийидә исян көтүргән һәрбийләрниң түнүгүн ракета, пилимот қатарлиқ қоралларни ишлитип қозғиған уштумтут һуҗуми, дәл әрәб бирлики маракәштә йиғин ечип сүрийә мәсилисини музакирә қиливатқан вақитқа тоғра кәлгән.

Сүрийә президенти бәшр әл асад намайиш қилған хәлқни бастурушқа башлиған сәккиз айдин бери үч миң бәш йүз адәмни өлтүрүп болған вә һазир сүрийидики адәм өлүшкә һөкүмәткә қарши қозғилаңлар сәвәбчи болди дәп сәвәб көрситиватқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.