Б д т келәр пәйшәнбә күни сүрийә мәсилисини музакирә қилиду

Сүрийидә үзлүксиз давам қиливатқан намайишлар вә намайишчиларниң қанлиқ бастурулушиға әгишип, бирләшсикән дөләтләр тәшкилати келәр пәйшәнбә күни җиддий йиғин чақирип, сүрийә мәсилисини музакирә қилишини қарар қилған.
Мухбиримиз җүмә
2011.08.13

Бу һәқтики мәлуматларға қариғанда, йиғин асаслиқи сүрийидә йүз бериватқан биһудә қан төкүлүшкә қаритилған болуп, йиғинда бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ алий комиссари нави пиллай, вә б д т ниң инсаний ярдәм ишлириға мәсул муавин баш катипи валәрие амос қатарлиқлар ечилиш нутқи сөзләйдикән.

Сүрийиниң һама шәһиридә җүмә намизидин кейин йүз бегән чоң намайишта һөкүмәт армийисиниң 20 адәмни етип өлтүргәнлики илгири сүрүлгәндин кейин бу ғәрб дунясида ғулғула пәйда қилған.

Америка дөләт ишлар министири һиларий клинтон ханим бу һәқтә баянат елан қилип, сүрийигә ярдәм қиливатқан дөләтләрни “тарихниң тоғра тәрипи” дә турушқа чақирған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.