Русийә: сүрийидики өктичиләр ғәлибә қилиши мумкин
2012.12.13
Бүгүнгичә әсәд һөкүмитини қоллап кәлгән русийиниң бир юқири дәриҗилик әмәлдариниң бундақ сөз қилиши хәлқара мәтбуатларниң алаһидә диққитини тартти. Әмма русийә ахбарат васитилириниң ейтишичә, бу русийиниң мәйданини өзгәрткәнликини ипадиләп бәрмәйдикән. Русийә һелиһәм әсәдни қоллайдикән. Әмма бу пәқәт русийиниң әмәлийәтни тунҗи қетим ағзида етирап қилиши болуп һесаблинидикән.
Юқиридики рус әмәлдар сөзидә, бундин кейин сүрийидә урушниң техиму кәскинлишип, техиму көп қан төкүлүши мумкинликини ейтип, икки тәрәпни сүлһигә чақирған шундақла бир рәһбәрни йиқитиш үчүн бунчивала җиқ қан төкүшниң биһудилиқини ейтқан болсиму, әсәд һөкүмитиниң йеңилиш еһтималиниң чоңлуқини билдүргән.
Түнүгүн сүрийигә дост дөләтләр ташқи ишлар министирлири маракәштә чақирилған йиғин ахирида, 100 дин артуқ дөләт сүрийидики инқилаб вә өктичи күчләр бирликини рәсмий етирап қилған иди. Буниң ичидә америкиму бар.