Панетта, түркийиниң сүрийә чеграсиға вәтәнпәрвәр, намлиқ башқурулидиған бомба орунлаштурушни буйруқ қилди
Мухбиримиз әркин
2012.12.14
2012.12.14
Бу америкиниң сүрийә ички уруши партлиғандин буян, тунҗи қетим алдинқи сәпкә йеқин линийигә һәрбий қисим орунлаштурушидур. Лео панетта җүмә күни кабулдин түркийигә кетиветип, башқурулидиған бомба орунлаштуруш буйруқиға имза қойған.
Бирақ америка дөләт мудапиә министирлиқи баянатчиси җорҗи лител, “вәтәнпәрвәр” намлиқ бомбиларниң пәқәт мудапиә вәзиписи атқурудиғанлиқини билдүргән.
Панетта, түркийигә кетиветип йәнә: башар әл-әсәд һакимийитиниң йиқилиши пәқәт вақит мәсилиси, дегән.
Әсәд армийиси йеқинда исянчи күчләргә балистик башқурулидиған бомба атқан. Бу түркийиниң чеграға башқурулидиған бомба орунлаштуруш еһтияҗини күчәйткән иди.