Сүрийилик бир учқучи иорданийидә панаһланди
2012.06.21
Игилинишичә, сүрийилик учқучиниң айропилани билән бирликтә әсәд һөкүмитидин қечиши тунҗи қетим көрүлгән вәқә болуп, исянчилар қурған “мустәқил сүрийә армийиси” ниң баянатчиси әһмәд қасим бирләшмә агентлиқиға қилған сөзидә бу учқучиға өзлириниң хизмәт ишлигәнликини ейтқан.
Бүгүн йәнә русийиниң бир йүк парахоти сүрийигә кетиватқанда шотландийә таможна даирилири йол хетини бикар қилғанлиқтин сүрийигә қаратқан сәпирини давам қилалмай русийигә қайтип кетишкә мәҗбур болған.
Франсийә агентлиқиниң ейтишичә, росийә ташқи ишлар министири сергий лавро бу парахотта сүрийигә әвәтилгән күрәшчи айропилан барлиқини дәлиллигән.
Сүрийидә һелиһәм бомбардиманлар давам қилмақта. Хәлқара қизил крест җәмийити әзалири һумустики бомбардиманда яриланғанларға ярдәм қилиш үчүн шәһәргә кирмәкчи болған болсиму, бомбардиман сәвәблик 10 күндин бери шәһәргә кирәлмигән.