Түркийә сүрийигә атқан оқта сүрийиниң 12 әскири өлгән
Бу айниң бешида сүрийә тәрәп атқан бир зәмбирәк оқи түркийә чеграсиға чүшүп, 5 түркийә пуқрасиниң җениға замин болғаниди. Шуниңдин кейин түркийә сүрийиниң бир қисим һәрбий нуқтилирини бомбардиман қилип инкас қайтурушқа башлиған.
Мәлум болушичә, һазирға кәлгүчә сүрийә тәрәптин түркийә чеграсиға чүшкән минамйот оқи 27 пай болуп, түркийә сүрийигә қаритип өч елип атқан топ оқи87 пайға йәткән.
Түркийиниң “милләт” гезитигә қариғанда, бу җәрянда сүрийиниң 12 әскири өлгән, 5 танкиси, 3 броневики вә бир минамйоти пачақланған.