Хитай сүрийидики исянчилар арисида уйғурларниңму барлиқини илгири сүрди

Хитайниң дөләт бихәтәрлик тармақлири түнүгүн бир доклат елан қилип, сүрийидики һөкүмәткә қарши урушуватқан җәңчиләр арисида уйғурларниңму барлиқини оттуриға қойған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.10.29
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хитайниң йәр шари вақти гезитиниң мәзкур доклатқа асаслинип баян қилишичә, чәәлләрдики уйғур тәшкилатлиридин шәрқи түркистан ислам һәрикити тәшкилати билән шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити әзалирини сүрийигә әвәтип, әсад һөкүмитигә қарши урушуватқан җиһатчиларға ярдәм бәргән.

Хәвәрдә йәнә, уйғур җиһадчиларниң әлқаидә тәшкилатиниң тәлиматиға асасән мәзкур җәңгә қетилғанлиқи тилға елинған.

Түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқи түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайитулла оғузхан, бүгүн бу һәқтә радиомиз зияритини қобул қилип, өзлириниң мәзкур җәңгә әза әвәткәнликини рәт қилди; өзлириниң түркийиниң қанунлири даирисидә паалийәт елип бериватқан мустәқил бир аммиви тәшкилат икәнликини әскәрткән һидайитуллаһ оғузхан, сүрийә хәлқиниң диктатор һакимийәткә қарши урушиниң һәққанийлиқиниму тилға елип, зөрүр тепилғанда сүрийә хәлқигә бериливатқан инсаний ярдәм паалийәтлиригә қатнишишни шәрәп һес қилидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.