Хитай сүрийә өктичилиридин һөкүмәт күчлиригә қарши һуҗумни тохтитишни тәләп қилди

Хитай һөкүмити җүмә күни сүрийә өктичи күчлирини һөкүмәт күчлиригә қарши һуҗумни тохтитишқа чақирип, сүрийә президенти башар әсәдниң чақириқиға җор болди.
Мухбиримиз әркин
2012.03.30

Хитай һөкүмити илгири русийә билән бирлишип, б д т ниң башар әсәд һөкүмитини тәнқид қилиш тоғрисидики 3 қетимлиқ қарар лайиһисигә қарши аваз бәргән. Хитай бу қетим хәлқара җамаәтчилик башар әсәдниң б д т тинчлиқ вәкили кофи аннан оттуриға қойған 6 нуқтилиқ уруш тохтитиш пиланини иҗра қилишиға гуман билән қараватқан бир мәзгилдә, сүрийилик өктичилирини уруш тохтитишқа чақирған.

Башар әсәд өткән җүмә күни кофи аннанниң 6 нуқтилиқ тинчлиқ пиланини қобул қилғанлиқини җакарлиған иди.

Хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси хоң лей җүмә күни йәнә әскәртип: биз сүрийә өктичилирини тез инкас қайтуруп, диалог башлаш вә зораванлиқни тохтитишниң шәрт шараитини һазирлашқа чақиримиз, дегән.

Сүрийә өктичи күчлири кофи аннанниң 6 нуқтилиқ пиланини еһтият билән қарши алидиғанлиқини билдүргән иди. Улар башар әсәдниң тинчлиқ пиланини пәқәт вақитни қолға кәлтүрүш үчүн қобул қилип, өктичиләрни техиму кәң көләмлик бастуруш пурситигә еришишидин әнсирәйдикән.

Гәрчә башар әсәд, аннанниң тинчлиқ пиланини қобул қилғанлиқини билдүрүп аридин 4‏-5 күн өткән болсиму, бирақ һөкүмәт қисимлириниң өктичи күчлиригә қаратқан һуҗуми һазирға қәдәр тохтимиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.