Хитайда һормонлуқ сүт парашоки вәқәси йүз бәрди
Мухбиримиз ирадә
2010.08.10
2010.08.10
Буларниң арисида вухән шәһиридики әмдила төт айлиқ болған бир қиз бовақниң бәдинидики һормонниң миқдари балағәткә йәткән аялниң һормони билән охшаш чиққан.
Вәқәдин кейин зиянкәшликкә учриған қиз бовақниң аилисидикиләр сүт парашокида һормон барлиқидин гуман қилип, уни бир қисим тәкшүрүш орунлириға елип барған болсиму, бу орунлар сүт парашокини тәкшүрүшни рәт қилип турувалған.
Мунасивәтлик даириләрму вәқәгә әһмийәт бәрмигән. Шиңйүән сүт парашоки завутиму өткән һәптиниң ахирида баянат берип өз мәһсулатлирида һормон барлиқини инкар қилған. "Һормонлуқ сүт парашоки" му дуканларда давамлиқ сетиливәргән.
Б б с'ниң хәвәр қилишичә, әһвал бир қисим ахбарат вастилирида йәр алғандин кейин, бүгүн йәни сәйшәнбә күни җуңго сәһийә министирлиқи вәқәгә инкас қайтурған. Улар министирлиқниң хубий өлкисидики алақидар тармақларға вәқә үстидә тәкшүрүш елип бериш һәққидә йолйоруқ бәргәнликини, нәтиҗиси чиққан һаман елан қилидиғанлиқини билдүргән.
Хитайда ишләпчиқириливатқан сүт парашоклиридин давамлиқ мәсилә көрүлүп, балиларниң сағламлиқиға еғир тәһдит пәйда қилмақта.