Таҗикистан йеңи йилни өзбек газисиз күтүвалиду
2012.12.26
Таҗикистанниң “асия - плус” агентлиқи таҗикистан һөкүмәт мәнбәлиридин бу учурни ениқлиған болуп, өзбекистан билән таҗикистан газ мәсилисидә пүтүшәлмигән һәмдә өзбекистан тәрәп немә сәвәбтин таҗикистанни газ билән тәминләшни тохтишиш қарариға кәлгәнликини чүшәндүрмигән.
Өзбекистан 2012 - йили таҗикистанға һәр миң кубметири 300 доллардин 145 милйон кубметир тәбиий газ беришкә мақул болған. Бу қарардин кейин таҗикистан баш министири өзбекистанға телеграмма әвәтип, вәзийәтни оңшашни тәләп қилған.
Буниңдин илгири өзбекистан хитай билән 10 милярд долларлиқ тәбиий газ келишими түзгәндин кейин таҗикистанни тәбиий газ билән тәминләшни пүтүнләй тохтитидиғанлиқини билдүргән иди. Нәтиҗидә таҗикистан еғир әһвалда қелип, 130 кархана йеқилғу мәсилисини көмүр арқилиқ һәл қилишқа алмаштурған.
Бу йил 9 - айда русийә президенти путин таҗикистанни зиярәт қилип, бу дөләттики һәрбий базисини 30 йил узартиш һәмдә су електр истансилирини қурушқа пүтүшкән иди. Таҗикистан русийә билән бирлишип, аму дәрясида су тоғанлирини селиш арқилиқ өзбекистанға су қийинчлиқи кәлтүрүп чиқириши мумкин икән. Ташкәнт буниңдин наһайити биарам болмақта.