Таҗикистанда дөләт тилини күчәйтиш һәрикити елип берилмақта
Мухбиримиз үмидвар
2010.07.26
2010.07.26
Һөкүмәт таҗик тилини ишлитишла әмәс, бәлки униң тил қаидиси вә имла қаидисигә бойсунушниму тәшәббус қилған. Таҗикистан һөкүмити бу йил 5 - октәбирни дөләт тили күни қилип бекиткән. Һәр йили бу кун хатирилинидикән.
Таҗикистан һөкүмити дөләт тилини барлиқ пуқраларниң җүмлидин бу дөләттә яшаватқан русларниңму қәтий өгинишни тәләп қилмақта.
Алдинқи йили таҗикистан һәтта киши фамилилириниң арқисидики русчә "йеф, оф" қошумчилирини чиқирип ташлашни тәшәббус қилип, президент емам али рахманоф өзини емам әли рахман дәп аташни җакарлиған иди.