Тарим нефитликидә йәнә 2 газ мәйдани ишқа кириштүрүлди

Тарим нефитликидики газ мәйданиниң сани 11 гә йәткүзүлүп, газ ишләпчиқириш миқдари ашурулди. Тәңритағ хәвәрләр торидин ашкарилинишичә, тарим нефитликидә 10 - айниң 30 - күни әслидә бар болған 9 газ мәйданиға йәнә 2 газ мәйдани қошуп ишқа кириштүрүлүп, йиллиқ газ ишләпчиқириш миқдари бир милярд 500 милйон купметирға йәткүзүлгән.
Мухбиримиз ирадә
2010.11.01

Хәвәрдә бу арқилиқ ичкири хитай өлкилириниң қиш пәслидики йеқилғу мәсилисиниң һәл қилинғанлиқи баян қилинған.

Үрүмчи вәқәсидин кейин бейҗиңда чақирилған шиҗаң йиғинида хитай даирилири уйғур райониниң енергийә саһәсигә техиму көп мәбләғ селишни қарар қилған иди. Әмма бу пилан изчил һалда уйғурларниң наразилиқини қозғап кәлмәктә. Улар буниңдин уйғурларниң һечқандақ нәп алалмайватқанлиқини вә бу саһәләрдин узақлаштурулғанлиқини билдүрмәктә.

Игилинишичә, тарим ойманлиқи хитайни енергийә билән тәминләватқан муһим енергийә базиси болуп, тарим нефитликидә һазирғичә ишқа кириштүрүлгән 11 газ мәйданиниң запас енергийә миқдари бир тирилйон купметирға йетидикән.

Тарим нефитлики хитайниң тәбиий газ санаитиниң асаслиқ күч мәнбәси дәп көрситиливатқан болуп, шәрқниң газини ғәрбкә йәткүзүш пилани хитайниң асаслиқ енергийә мәнбәси болмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.