Татаристан б д т ға киришни үмид қилмақта
2012.12.09
Пүтүн дуня татарлири қурултийи һазир қазақистан вә украинийә қатарлиқ дөләтләрдә тармақлирини ачқан болуп, қурултайниң мәқситиниң милләтниң миллий кимлики, дини вә мәдәнийити қатарлиқлирини қоғдаш икәнлики бекитилгән.
13 Нәпәр иҗраийә комитет әзаси вә 28 нәпәр мәркизий комитет әзасидин тәркип тапқан пүтүн дуня татарлири қурултийиниң рәиси атақлиқ татар зиялийси ринат закирофтур.
Мәлум болушичә, б д т ға кириш мәсилиси татаристан җумһурийити һөкүмити тәрипидин оттуриға чиқмиған болуп, бирақ, пүтүн дуня татарлири қурултийиниң һөкүмәткә мундақ тәклип бериш һәтта һәрикәт қозғаш имканийити бар икән.
Татаристан совет иттипақи йимирилгәндин кейин русийә федератсийисиниң бир җумһурийити сүпитидә алий мухтарийәттин бәһримән болмақта. Бу җумһурийәтниң һәрбий вә дипломатийини өз ичигә алған бәзи алий һоқуқлири болмиғандин башқа, өзиниң асасий қануни, дөләт байриқи, дөләт гимни, президент аппарати, парламенти қатарлиқ дөләтчилик системилири мәвҗут.