Хитай һөкүмити 2013-йили уйғур елиниң тәбиий байлиқлирини ечиш сүритини ашурди
2013.02.07
Йеқинда үрүмчидә ечилған зор қурулуш түрлирини бекитиш йиғинида уйғур елиниң тәбиий газ, көмүр вә шуниңдәк башқа тәбиий байлиқлирини ечиш пиланлири хитайдики бир қанчә зор енергийә ширкитигә өткүзүп берилгән. Асия киндики гезитиниң хәвиридин қариғанда, или райониниң көмүрдин газ ишләпчиқириш қурулуши дөләт дәриҗилик қурулуш түригә киргүзүлгән болуп, бу қурулушни чиңхуа енергийә гуруһи ширкити өз үстигә алған.
Бу түр бойичә, или районидики 5.5 Милярд куб метир көмүр газға айландурулидикән. Әгәр қурулуш пүткән тәқдирдә униң йилиға 12 милярд сом қиммәт яритидиғанлиқи билдүрүлгән.
Буниңдин сирт хитайниң датаң, шенхуа, җуңмий қатарлиқ зор енергийә ширкәтлириму уйғур елиниң башқа районлиридики көмүр канларни ечиш һоқуқини қолиға алған.
Хитай һөкүмити “шинҗаң хизмити” йиғинидин кейин уйғур елиниң тәбиий байлиқлирини ечиш сүритини ашуруп, хитайдики чоң карханиларниң мутләқ көп қисмини уйғур елигә йәрләштүргән иди. Әмма көзәткүчиләр, уйғур елидики бу хил тәбиий байлиқни пилансиз, қалаймиқан ечиш долқуниниң екологийигә вә район хәлқиниң турмушиға зор қийинчилиқларни елип келидиғанлиқини агаһландурмақта.