Хитай америкиниң тйәнәнмин вәқәсидә зиянкәшликкә учриғучиларға даир тәпсилий әһвални ашкарилаш чақирини рәт қилди
2011.06.06
Америка дөләт ишлар министирлиқи муавин баянатчиси марк тонер, тйәнәнмин вәқәсиниң 22 йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилип, хитай һөкүмитини 1989-йилидики намайишқа қатнишип һазирға қәдәр түрмидә йетиватқан барлиқ мәһбусларни қоюп беришкә чақирған.
У “биз хитай һөкүмитиниң өлтүрүлгән, тутқун қилинған вә из-дерәксиз йоқап кәткәнләргә даир тәпсилий әһвалларни толуқ елан қилишқа чақиримиз” дегән иди. Лекин хитай ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси лей хуң алдинқи күни шинхуа ахбарат агентлиқи арқилиқ америкиниң чақириқиға инкас қайтуруп, америкиниң чақириқини “җуңго һөкүмитигә қаритилған асассиз тәнқид” дәп көрсәткән.
Хитай һөкүмити америкиниң чақириқини рәт қилған болсиму, лекин униң вәқәдә пәрзәнтлири зиянкәшликкә учриған аилиләргә төләм төләшни тәвсийә қилғанлиқи, бирақ уларниң әрз-шикайәттин ваз кечиши тәләп қилинғанлиқи хәвәр қилинған иди.
Лей хуң баянатида бу мәсилини тилға алмиған шундақла у йәнә, “биз америка тәрәпни сиясий бир тәрәплимилик вә америка-җуңго мунасивитиниң асаси еқимиға хилап хата һәрикәтләрдә болуштин ваз кечишкә чақиримиз” дегән.
Шу күни йәнә тәйвән президенти ма йиңҗю баянат елан қилип, хитайни сиясий ислаһат елип беришқа чақирған иди. У “биз җуңго чоң қуруқлуқ даирилириниң сиясий ислаһат елип берип, әркинлик, демократийә, кишилик һоқуқ вә қанун билән башқурушни йолға қоюшини җиддий үмид қилимиз” дәп тәкитлигән.