Илһам тохти: “террорчилиқниң шинҗаңда базири йоқ, у уйғурларни бастурушниң баһаниси”

Мәркизи милләтләр университетиниң дотсенти илһам тохти әпәнди германийә авази қатарлиқ чәтәл ахбаратлириниң зияритини қобул қилип, хотән һәм қәшқәрдә йүз бәргән вәқәләрни уйғурларниң районда йүргүзүлүватқан тәңсиз сиясиәткә қарши наразилиқ һәрикити дәп чүшәндүрди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.08.08

Уйғур райониниң партком секретари җаң чүншән һәм хитай җамаәт хәвпсизлик министири миң җәнҗун хотән вә қәшқәрдики вәқәләрни “ислам террорчилири пәйда қилди” дегән иди.

Илһам тохти бу сөзләрни қәтий позитсийидә рәт қилип, вәқәләрниң сәвәбини адаләтсиз сиясәт вә униңға қарита наразилиқ дәп көрсәтти.

Илһам тохти йәнә хитай һөкүмитиниң вәқәни мәҗбурий һалда террорлуқ билән бағлап, уйғурларға қарита йәнә бир қетим бастуруш һәрикити елип бериватқанлиқини тәнқидлиди.

У бу нуқтида мундақ деди. “террорчилиқниң шинҗаңда базири йоқ. Радикал исламму һечқачан уйғурлардики асаси еқим болалмайду, буларниң һәммиси уйғурларни бастуруш үчүн дейилгән баһанә.”

Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, илһам тохти әпәнди бу йил язлиқ тәтил мәзгилидә, ана дияриға туғқан йоқлаш үчүн барған. Униң туғқан йоқлаш зиярити, бейҗиңдики дөләт бихәтәрлик хадимлириниң назарити астида давам қилған.

Германийә авазиниң билдүрүшичә, хотән вә қәшқәрдики һәр икки вәқә илһам тохтиниң дәл шу җайларни зиярәт қилған күнигә тоғра кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.