Хитай даирилири уйғур елиға техиму көп “террорлуққа қарши туруш” қисми орунлаштуридиғанлиқини билдүрди
2011.08.05
Хитайниң “йәршари вақти” гезити җүмә күни елан қилған бир мақалидә хитай җ х министири миң җйәнҗуниң сөзини нәқил кәлтүрүп, униң “шинҗаң” ниң муқимлиқи җуңгониң омуми бихәтәрлики вә пүтүнлүки үчүн интайин муһим, дегәнликини илгири сүргән.
Мақалидә ашкарилишичә, миң җйәнҗу уйғур елиға техиму көп “террорлуққа қарши туруш” қисимлириниң әвәтилиши мумкинликини тәкитлигән.
Хитай һөкүмити хотән “навағ вәқәси” вә қәшқәр “йеңи базар вәқәлири” дин кейин, юқириқи икки райондики аманлиқ күчлирини көпәйтип, уйғурларниң үстидики назарәтни күчәйткән иди.
Хитай қәшқәр “йеңи базар вәқәси” ни пиланлиған аталмиш “террорчилар” рәһбириниң пакистанда тәрбийә алғанлиқини илгири сүргән болсиму, лекин анализчи вә мутәхәссисләр буниң бир йәрлик қаршилиқ көрситиш һәрикити икәнликини вә буниң нөвәттики хәнзуларни йөләп, уйғурларни сиясий, иқтисади, иҗтимаий турмушниң һәр қайси саһәлиридин чәткә қеқиштәк бир тәрәплимилик сиясәткә қарши наразилиқтин келип чиққанлиқини илгири сүргән иди.
Миң җйәнҗу уйғур елиға йөткәйдиған қисимларниң сани, уларниң қайси районларға орунлаштурулидиғанлиқиға даир тәпсилий әһвалларни ашкарилимиған.