Хитай террорлуққа қарши маневирда бир уйғурни террорчи қилип көрсәткән
2013.02.11
Хитай хәвәрләр ториниң бу һәқтики хәвиридә, мәзкур қисимниң уштумтут йүз бәргән вәқәләргә тақабил туруш күчини ашуруш вә райондики һәр милләт хәлқиниң чаған байримини хатирҗәм вә хушал-хурам өткүзүшигә капаләтлик қилиш үчүн бу маневирни өткүзгәнлики баян қилған. Әмма хәвәрдики көрүнүшләрдин, болупму террорчиниң ролини алғучиниң чирай вә кийинишидин мәлум болушичә, маневирда террорчиниң ролини доппа кийгән бир уйғур алған.
Йиллардин бери кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитиниң террорлуққа қарши һәрикитиниң, әмәлийәттә уйғур миллитигә зәрбә бериш һәрикити икәнликини оттуриға қоюп вә буни тәнқидләп кәлгән. Хитай даирилири болса, террорлуққа қарши сәпәрвәрликниң һуҗум нишани уйғурлар икәнликини инкар қилип кәлгән. Шуңа бәзи көзәткүчиләр, маневирдики мәзкур көрүнүшни, хитайниң террорлуққа қарши һәрикитиниң һуҗум нишани уйғурлар икәнликиниң етирап қилиниши дәп қарашмақта.