'Тәйвән америкидин ф - 16 типлиқ күрәшчи айропилан сетивелишни халайду'
Мухбиримиз ирадә
2009.10.29
2009.10.29
Тәйвән президенти ма йиңҗу йәнә:" биз америкиниң илғар техникилиқ ф - 16 типлиқ күрәшчи айрупиланлирини сетивалмақчи. Әмма америка тәрәптин бизниң бу тәлипимизгә қарита техи рәсмий бир җаваб кәлмиди" дегән вә буниң сәвәбини хитайниң қаршилиқи дәп көрсәткән.
Мәлум болушичә, тәйвәндә һазир ф - 16 типлиқ күрәшчи айрупиланлар мәвҗут болсиму, әмма улар ф - 16 күрәшчи айрупиланиниң техиму юқири техникиға игә болғинини сетивелишни вә техиму күчлүк болған һәрбий қоралларға игә болушни арзу қиливатқан икән.
Тәйвән президенти майиңҗу өткән һәптә баянат бәргәндә, хитай һөкүмитини тәйвәнгә қаритип тикләп қойған башқурулидиған бомбилирини еливетишкә чақирған, әксичә болғанда хитай билән тинчлиқ сөһбити елип беришниң орунсиз икәнликини көрсәткән иди.
Ма йиңҗу сөзидә йәнә, тәйвәнниң хитай билән һәрбий һазирлиқлар мусабиқисигә чүшмәйдиғанлиқини, әмма өзини қоғдаш учун америкидин йәнә көпләп қорал сетивалидиғанлиқини билдүргән.