Тәйвән президенти америкида тохтап өтиду
Мухбиримиз җүмә
2010.01.23
2010.01.23
Җүмә күни, америка ташқи ишлар министирлиқи баянатчиси п җ кровлей, тәйвән президенти ма йиңҗюниң оттура америкиға барашида сан франсиско шәһиридә, қайтишида лос ангелус шәһиридә бир қетим тохтап өтидикән.
Әмма баянатта, ма йиңҗюниң қайси күни америкиға туприқида тохтап өтидиғанлиқи һәққидә тәпсилий мәлумат берилмиди.
Баянатчи йәнә, һайти җумһурийитидә қутқузуш мәшғулати елип баридиған тәйвән йүк айропиланиниң америкида тохтап май қачилишиға рухсәт қилинғанлиқини билдүргән.
Америкиниң тәйвән билән қилидиған һәр қандақ муамилиси хитай даирилириниң наразилиқини қозғап кәлмәктә иди.