Тәйвән ширкәтлири иранға сәзгүр әсвапларни сатқанлиқи үчүн көзитиш тезимликигә киргүзүлди

Франсийә агентлиқиниң баян қилишичә, тәйвәнниң чәтәл тиҗарити тармақлири бүгүн, өзиниң йәрлик ширкәтлири явропадин киргүзгән 108 бәлгилик илғар типлиқ бесим сәзгүч әсвапини иранға сатқанлиқи үчүн, көзитиш тезимликигә киргүзүлүп қалғанлиқини етирап қилди.
Мухбиримиз вәли
2010.01.06

Әмма иран хәлқара җәмийәтниң бу мәсилидики әйиблишини етирап қилмиди.

Әнгилийидә чиқидиған телеграф гезитиниң баян қилишичә, тәйвән ширкәтлири мәхсус өзи қоллиниш үчүн имза қоюп явропадин сетивалғандин кейин, иранға сатқан бухил илғар әсвап билән айропилан вә ракиталарниң қанчилик егизликтә икәнликини өлчәш мумкин икән.

Иран буниңдин илгири бундақ илғар назук әсвапларни яврупадин яки америкидин сетивелиш үчүн һәрикәт қиливатқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.