Тәйвән су асти парахотлириға америкида ишләнгән “харпун” бәлгилик башқурулидиған бомба орунлаштурди
Мухбиримиз вәли
2012.02.22
2012.02.22
Буниң билән тәйвән су асти парахотлири F-16 бәлгилик урушчи айропиланларға маслишалайду. Хитайниң “шинхуа тори” му бүгүн бу һәқтә елан қилған хәвиридә, тәйвәнниң бу бир йүрүш мудапиә күчи келәр йилиғичә уруш қилишқа тәйяр һалға келәләйду дәп тәсвирлиди.
Учур архиплириға қариғанда, тәйвән 1949-йили хитайдин айрилип чиққан, әмма хитай һазирға қәдәр тәйвәнни “хитайниң айрилмас бир қисми” дәп җакарлап келиватиду.