Тәйвән хитайға тақабил туруш күчини синаш үчүн һәрбий маневир өткүзди
2011.11.17
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, маневирда худди дүшмән әскәрлири бесип киргәндәк бир һаләт шәкилләндүрүлгән болуп, маневирға тәйвәнниң деңиз, һава, қуруқлуқ армийилириниң һәммиси қатнашқан.
Әслидә тәйвән һава армийиси бу қетим америкиниң ф-16 типлиқ күрәшчи айропиланлириниму өз ичигә алған һәрхил типтики күрәшчи айропиланлири билән 4 қетимлиқ учуш синиқи қилишни пилан қилған болсиму, әмма һава булутлуқ болғанлиқтин пиланни әмәлдин қалдурувәткән.
Тәйвән билән чоң қуруқлуқниң мунасивитидә ма йиңҗу һөкүмити тәхткә олтурғандин бери көзгә көрүнәрлик илгириләшләр мәйданға кәлгән иди.
Әмма, хитайниң давамлиқ һалда тәйвәнниң өзиниң бир қисми икәнликини тәкитләп, тәйвәнгә қаратқан һәрбий күчини ашуруши тәйвәндә әндишә пәйда қилмақта.
Тәйвәнлик көзәткүчиләр хитайниң тәйвәнгә қаритип тоғрилап қойған 1600 данидин артуқ башқурулидиған бомбиси вә йеңидин ясап чиққан нишанға дәл тегиш иқтидариға игә ракеталириниң барлиқини пәрәз қилиду.
Дәл мушу сәвәблик, алдинқи һәптә тәйвән даирилири тәйвәнниң америкиниң бир техника ширкити билән бирликтә һәрқандақ башқурулидиған бомба һуҗумидин алдин хәвәр бериш иқтидариға игә болған әң илғар радар системисини қуруп, синақ тәриқисидә ишлитишкә башлиғанлиқини җакарлиған иди.