Тәйвән хитайниң айродром вә деңиз портлирини нишанлиған башқурулидиған бомба системиси қурмақта

Франсийә ахбарат агентлиқиниң тәйвәндики йәрлик ахбарат вастилиридин нәқил елип хәвәр қилишичә, тәйвән нөвәттә хитайниң айродром вә деңиз портлирини һуҗум нишани қилған илғар типтики башқурулидиған бомба системисини бәрпа қилмақта.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.11.02

Вән җйән йәни 10 миң хәнҗәр дәп нам берилгән бу системиға, 97 милйон доллар мәбләғ селинған болуп, бу система бу йилниң бешида дәсләпки басқучлуқ синақтин мувәппәқийәтлик өткән.

Хәвәрдә билдүрүлүшичә, бу башқурулидиған бомбиларниң һәр бири 100 данә тармақ бомбидин түзүлгән болуп, хитай чоң қуруқлуқидики айродром әтрапидики йолларни бузуп ташлап айродромларни паләч һалға әкилип қоюш иқтидариға игә.

Тәйвән һәрбий әмәлдарлиридин лин йүфаң, бүгүн мухбирларниң бу һәқтики соалиға җавабән, мәзкур башқурулидиған бомба системисиниң қурулушида илгириләш болғанлиқини баян қилған; әмма тәпсилий мәлумат беришни рәт қилған.

Мәлум болушичә, тәйвән йәнә "йәрлик мудапиә урушчилири" дәп нам берилгән йеңи типтики йәнә бир башқурулидиған бомба системисиға 2011 - вә 2012‏ - йилларда 15 милярд доллар мәбләғ салмақчи.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.