Тйәнәнмен вәқәсидә пәрзәнтлиридин айрилған анилар хитай һөкүмитидин тйәнәнмән вәқәсини ақлашни тәләп қилди
2011.05.31
Хитай һөкүмити 1989-йили яз пәслидә йүз бәргән оқуғучиларниң демократийини тәләп қилиш намайишини, “әксийәтчил һәрикәт” дегән баһанидә, шу йили 4-июн күни сәһәрдә һәрбий қошунларни йөткәп келип, танка қатарлиқ еғир қораллар билән бастурған иди. Әйни чағда хитай һөкүмәт мәтбуатлири вәқәдә өлгүчиләрни 203 нәпәр дәп елан қилған иди.
“тйәнәнмен анилириниң имзалиқ хети” дәп аталған бу тәләпнамә, 1989-йилдики 4-июн вәқәсиниң 22 йиллиқи мәзгилидә елан қилинған болуп, хитай һөкүмити һазирға қәдәр “тйәнәнмен вәқәси” ни “хитай һөкүмитигә қарши бир қетимлиқ ағдурмичилиқ һәрикити” дәп әйибләп кәлмәктә.
Тйәнәнмен анилириниң илгири сүрүшичә, хитай һөкүмити уларға төләм пули беришни оттуриға қойған, бирақ вәқәни ашкарилашни вә өлгүчиләрдин әпу сорашни рәт қилған.