Тийәнәнмен вәқәсиниң хатирә күни һарписида хитай даирилири нурғун өктичиләрни тутқун қилған
Мухбиримиз җүмә
2011.06.04
2011.06.04
Баш штаби хоңкоңдики хитай кишилик һоқуқ қоғдиғучилири тәшкилати тарқатқан бәзи учурларға қариғанда, бу һәптә җав зияңниң катипи бавтоң аилисидикиләр билән қошуп елип кетилгән.
Һазир уларниң қәйәрдә икәнлики намәлум икән.
Униңдин башқа йәнә, “тйәнәнмен анилири” җәмийитиниң қурғучиси диң зилин өйидә нәзәрбәнд астиға елинған.
4-Июл келиштин илгири тутулғанларниң ичидә йәнә әйни чағда бир қисим актип ролларни ойниған паалийәтчиләрму бар икән.
1989-Йили хитайдики алий мәктәп оқуғучилири демократийә тәләп қилип, намайиш қилған. Мәзкур намайиш шу йили 4-июн хитай коммунистлири тәрипидин қанлиқ бастурулған иди.
Хитай һөкүмити һазирға кәлгүчә мәзкур бастуруш җәрянини мәхпий тутуп кәлгәндин сирт, буниңдики хаталиқини етирап қилмай кәлмәктә.