Чиңхәйдики тибәтләр өзигә от қоювалған раһипниң җәситини көтүрүп намайиш қилди

Алдинқи күни чиңхәй өлкисиниң голог тибәт аптоном областидики бир раһип, өзигә от қоювелип һаятидин айрилған. Түнүгүн йәни 8 - янивар күни, йүз нәччилигән тибәтләр, областтики дарлаг сақчиханисиға берип, өзини өлтүрүвалған раһипниң җәситини тәләп қилған. Сақчилар дәсләптә җәсәтни җамаәткә тапшурушни рәт қилған. Бу чағда тибәтләр сақчиханиниң ишик, деризилирини уруп чаққан; нәтиҗидә сақчилар, җәсәтни җамаәткә қайтуруп бәргән. Җидәл арқилиқ җәсәтни қолға алған тибәтләр, униңдин кейин җәсәтни көтүрүп коча айлинип намайиш қилған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.01.09

Радиомиз тибәт бөлүминиң бүгүн бу һәқтә бәргән хәвиридә, намайишчиларниң қандақ муамилигә учриғанлиқи баян қилинмиған. Бу, йеқинқи айлардин бери тибәтликләрниң өзигә от қоювелиш шәклидә давам қиливатқан, хитай һөкүмитигә қарши наразилиқ һәрикитиниң 15 - қетимлиқидур. Тибәтләр, бу арқилиқ хитай һүкүмитигә нисбәтән қаршлиқи вә азадлиққа болған интилишини ипадилимәктә. Әмма тибәт даһиси далай лама йеқинқи бир сөзидә, өзигә от қоювелишни бир хил батурлуқ дәп мәдһийилигән болсиму, у йәнә бу хил шәкилдики қаршлиқниң хитай һөкүмитигә тәсир қилишиға гуман билән қарайдиғанлиқини, шуңа батурлуқни ақиланә усулда ишлитишниң зөрүрликини тәкитлигән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.