Тәйвәндики бир қисим аммиви тәшкилатлар тәйвән һөкүмитини тибәт мәсилисигә көңүл бөлүшкә чақирди
2012.10.01
Йиғинда һазирға қәдәр 58 тибәтликниң өзигә от қоювалғанлиқ вәқәси оттуриға қоюлуп, вәқәниң иҗтимаий сәвәблири муһакимә қилинди. Йиғин қатнашқучилири тибәтликләрниң өзигә от қоювелиш вәқәсиниң, хитай дегәндәк далай лама пәйда қилған әмәс, бәлки тибәтликләр дуч кәлгән еғиз сиясий вә диний бесим сәвәбидин келип чиққанлиқини вә буниң җавабкарлиқини хитай һөкүмити үстигә елиши керәкликини оттуриға қойди.
Йиғинда йәнә, тәйвәнниң сабиқ президентлиридин ли деңхуй вә чен шүйбйәнниң вәзипә өтәватқан мәзгилидә далай ламаниң зияритини қобул қилғанлиқини, әмма тәйвәнниң нөвәттики президенти ма йиңҗюниң далай лама билән һазирғичә көрүшмигәнликини тилға елип, буниң, тәйвәнниң кишилик һоқуқ хатириси үчүн номус қилинарлиқ бир әһвал икәнликини билдүрүшти.
Йиғинға қатнашқан аммиви тәшкилатлар тәйвән хәлқини тибәтликләрниң кишилик һоқуқ вә диний әркинлик тәлипини қоллашқа, буниң билән бирликтә тибәт мәсилисидин савақ елип, хитай һөкүмитиниң тәйвәнни иккинчи бир тибәт қиливелишиға йол қоймаслиққа чақирди.