Тибәт раһибкалани сичүән өлкисидә тибәт раһибларға қаритилған тутқун қилиш һәрикитини әйиблиди

Бир тибәт раһибкалани сичүән өлкисидә тибәт раһибларға қаритилған тутқун қилиш һәрикитини әйиблиди вә дуня җамаәтчиликини уларни қутулдурушқа чақирди.
Мухбиримиз җүмә
2011.04.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Бу йил 16-март хитайниң сичүән өлкиси нгаба (аба) тибәт аптоном наһийисигә җайлашқан кирти ибадәтханисидики 20 яшлиқ раһиб пунтсок өзигә от қоюп, хитайниң тибәткә қаратқан сияситигә наразилиқ билдүргән иди.

Униңға улапла йәнә миңға йеқин тибәт раһиби хитай сақчилириниң пунтсокқа қаратқан инсан қелипидин чиққан муамилисигә наразилиқ билдүрүп намайиш қилған.

Нәтиҗидә, мәзкур ибадәтхана өткән бир айдин буян хитай бихәтәрлик қисимлириниң зәрбә бериш нишаниға айланған вә 400 тибәт раһиби тутқун қилинған иди.

Бу һәқтә әндишилирини ипадилигән тибәт вә дарамсаладики кирти тибәт ибадәтханисиниң раһибкалани лосаң тәнзин хитай һөкүмитиниң бастуруш қилишлирини “қәбиһ” дәп көрсәтти.

У мундақ деди: вәзийәт еғир бастуруш һәрикитигә әгишип техиму начарлашти. Биз хәлқара җамаәтчиликниң келип бизни қутулдурушини вә тибәтләрни өлүм хәвпидин қутқузушини тиләймиз.

Нөвәттә кирти ибадәтханиси тақалған вә тәқиб қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.