Чиңхәйдә тибәтлик бир сәнәткар тутқун қилинди
2012.09.24
Мәлум болушичә, согтрук шәраб исимлик бу сәнәткар нахшичи вә драма артиси болуп, у йеқинда орундиған бирқанчә нахша вә епизотлирида тибәт хәлқиниң аһу-зарлирини әкс әттүргән. Бу әһвал хитайниң чиңхәй сақчилириниң гуманини қозғиған.
Йәнә ашкарилинишичә, у йеқинқи нахша текистидә тибәт сүргүндики һөкүмитиниң йеңи рәһбири лобсаң саңгайға мәдһийә бу оқуған, бу мәдһийә хитай даирилириниң қаттиқ зитиға тәккән. Йәрлик аһалиләрниң радиомиз тибәт бөлүмигә инкас қилишичә, мәзкур сәнәткарни тутуп кәткән хитай сақчилири униң нәдә тутуп турулуватқанлиқини аилисигә билдүрмигән.
Хитайниң гәнсу сақчилири бу йил 7-айда тибәтлик бир шаирни сиясий лирикилири сәвәблик; 8-айда болса бир мейип нахшичини далай ламаға мәдһийә оқуғанлиқи сәвәблик тутқун қилған. Бу қетимқиси тибәтликләрниң йеқинқи 3 айда ичидә тутқун қилинғанлиқи ахбаратқа ашкариланған 3-сәнәткаридур.