Хитай икки тибәтликни “башқиларни өзини көйдүрүшкә күшкүртти” дәп қарилап сотқа тартти
Мухбиримиз җүмә
2013.01.26
2013.01.26
Хитай мәтбуатиға қариғанда лораң кончок вә униң нәврә иниси лораң тсериң “8 тибәтликни өзини көйдүрүшкә күшкүрткән” дәп қариланған.
2009 - Йилидин буян йүзгә йеқин тибәтлик хитайниң тибәт сияситигә наразилиқ билдүрүп, өзигә от қоюп қаршилиқ көрсәткән.
Хитай даирилири тибәт сияситигә қайта қарап чиқишниң орниға, барлиқ гунаһни тибәт сәргәрдан һөкүмити вә далай ламаға дөңгигән иди.
Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитайниң юқириқи икки тибәтликни сотқа тартишиму йәнила гунаһни башқилардин издәш хаһишиға ятидикән.
Хитай даирилири 2009 - йилидики “үрүмчи вәқәси” ниму уйғур миллий һәрикити рәһбири рабийә қадир ханимға дөңгигән иди.