Нөвәттә уйғур елидики төмүр рудиси барғанчә азаймақта икән

Хитай тартқан хәвәрләргә қариғанда, нөвәттә уйғур елидики төмүр рудиси записи барғанчә азийиватқан болсиму, бу йилқи полат - төмүр ишләп чиқириш миқдари алдини йиликидин 38 пирсәнт ашурулуши мумкин икән.
Мухбиримиз җүмә
2012.05.05

Хитайдин чиқидиған “полат өй” намлиқ торда көрситишичә, үрүмчи 1 - авғуст полат - төмүр завути хәлқаралиқ сода ширкитиниң баш директори чен шяң : райондики руда записи кәмчиллик мәсилисидин сақланғини болмайду, дегән.

Мәлум болушичә, уйғур елидә байқалған төмүр рудиси записи 1милярд 190 милйон тонна әтрапида болуп, төмүр руда кәмчилики уйғур елидә йәрлишиватқан полат завутлириниң көпийишигә әгишип ешишқа башлиған.

Хәвәрдә көрситишичә, хитайдики чоң пола завутлириниң көпинчиси уйғур елидә һәрхил қурулушларни елип бериватқан болуп, нөвәттә бу қурулушларниң йиллиқ омумий мәһсулат қиммити 60 милйон тонниға йетидикән.

Хитайниң ғәрбни ечиш сиясити йолға қоюлғандин буян, уйғур елидики нефит тәбиий газ, төмүр вә башқа тәбиий байлиқларни ечилиш қәдимини һәссиләп ашурулған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.