Җазаланған тор башқурғучилириниң сани һәққидә пәрқлиқ учурлар кәлмәктә

Хитайниң 5" - июл " дин кейинки җазалаш һәрикәтлиридә уйғур тор башқурғучилири асаслиқ һуҗум нишанлиридин бири болған. Бу әһвал, интернетниң 10 ай кесиветилиши вә йеқинда ғәйрәт нияз вә дилшат пәрһат қатарлиқ 4 нәпәр тор башқурғучисиниң сотлиниши қатарлиқ вәқәләрдин мәлум болуп турған болсиму, нәқ җазаланған тор башқурғучиларниң сани йәнила сир һаләттә турмақта иди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.07.30

Йеқинда уйғур елидин чәтәлгә чиққан вә " 5 - июл" вәқәсигә четилип 2 ай қамақта ятқан бир уйғур яш, бүгүн радиомизға телефон қилип, қамақта көргән - аңлиғанлири һәққидә мәлумат бәрди. Униң билдүрүшичә, у қамақтики чеғида сәлкин ториниң бир башқурғучиси билән бир камирда ятқан, мәзкур башқурғучи сәлкин ториниң 100дин артуқ башқурғучиси барлиқи вә буниң мутләқ көп қисминиң тутқун қилинғанлиқини дәп бәргән. Мәзкур башқурғучи йәнә өзиниң тор бәттә шавгуән вәқәси һәққидә йезилған "қериндашлиримға хәт" намлиқ мақалиниң елан қилинишиға йол қойғанлиқи үчүн тутулғанлиқини билдүргән.

Интернет ечиветилгәндин кейинму, уйғур тор бәтлириниң мутләқ көп қисминиң та һазирғичә әслигә кәлмәслики, сабиқ мәһбусниң сәлкин ториниң башқурғучилириниң тутулуш әһвали һәққидики санлиқ мәлуматларниң тоғрилиқидин бишарәт бәрмәктә.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.