“вал стрит журнал гезити” гә хитайдин келидиған тор һуҗуми өксүмигән
Мухбиримиз җүмә
2013.02.06
2013.02.06
У, иҗтимаий алақә-учур тори-“твитер” гә йоллиған учурида “хитайлар бизгә техичә тор бузғунчилиқи селиватиду, бу хил һуҗумлар бу һәптә ахириму көрүлди” деди.
“вал стрит журнал гезити” дә өткән һәптә хитайниң америка мухбирлириға қаратқан ишпийонлуқ һәрикәтлири паш қилинғандин кейин, гезит тори һуҗумиға учриған. Кейин һуҗумниң хитайдин кәлгәнлики көрситилгән.
“ню-йорк вақит гезити” хитай баш министири вен җябавниң мүлкини паш қилғандин кейин, бу хилдики һуҗумлар “ню-йорк вақит гезити” гиму қилинған.
Америка һөкүмити өткән һәптә хитайни тор һуҗуми җәһәттә агаһландурған иди.