Йитсак шихорниң 'түркийә - хитай мунасивәтлиридики уйғур тосуқи' мавзулуқ китабчиси елан қилинди
Мухбиримиз үмидвар
2009.08.31
2009.08.31
Бу китабчә әмәлийәттә апторниң узун йиллиқ тәтқиқат вә тәкшүрүш нәтиҗиси болуп, униңда түркийә билән хитайниң азғина кәм йерим әсирдин артуқ мусапә җәрянидики дипломатийилик мунасивәтлири, 1949 - йилидин кейин, уйғур рәһбәрлири муһәммәд имин буғра вә әйса йүсүп алиптекин башчилиқидики бир түркүм уйғур мусапирлири түркийигә келип йәрләшкәндин буян башланған түркийидики шәрқий түркистан даваси һәрикити, уйғур милләтпәрвәрлики, болупму, 90 - йиллардин етибарән әвҗи алған уйғурларниң паалийәтлири һәққидә тәпсилий мәлуматлар берилгән һәм анализ йүргүзүлгән.
Профессор йитсак шихур әпәнди йәнә түркийиниң адаләт вә тәрәққият партийиси һакимийәткә кәлгәндин кейинки түркийә - хитай сода - иқтисадий мунасивәтлири һәмдә бу икки дөләт мунасивәтлиридики уйғурлар мәсилиси һәққидиму көп тохталған болуп, бу һәқтә өзигә хас болған бир қатар көз қарашларни оттуриға қойған.