Түркийә афғанистан сақчилирини тәрбийилимәктә
Мухбиримиз үмидвар
2012.08.26
2012.08.26
Буниңдин илгири афғанистан һөкүмити 600 нәпәр сақчини түркийигә әвәткән болуп, булар мәхсус тәрбийиләштин өтүп вәтинигә қайтип хизмәтләргә киришкән, бу қетим йәнә 500 адәмни тәрбийиләш һәққидә пүтүшүм һасил қилинған.
Мәлуматлардин қариғанда, түркийә оттура шәрқ районида сақчи вә аманлиқ саһәси бир қәдәр мукәммәлләшкән вә системилашқан мәмликәт болуп, түркийә өзиниң алаһидә җуғрапийиви сияси орни вә мурәккәп ички вәзийити түпәйлидин сақчи вә аманлиқ саһәсигә әзәлдинла қаттиқ әһмийәт бәргәнлики үчүн бу саһәдә мол тәҗрибиләргә игә болған.