Түркийә демократийиси пүтүн оттура шәрқтики үлгә

Йәкшәнбә күни түркийиниң һакимийәт йүргүзүватқан партийә адаләт вә тәрәққият партийисиниң қурултийида сөз қилған баш министир тайип әрдоған түркийиниң демократик тәрәққият модели һәққидә тохталғанда, түркийиниң демократик тәрәққиятиға юқири баһа бәргән. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, әрдоған сөзидә он йил ичидә түркийиниң райондики күч дөләткә айланғалиқи, иқтисадий җәһәттин тез тәрәққи қилғанлиқини көрсәткән.
Мухбиримиз үмидвар
2012.09.30


Ббс агентлиқиниң йезишичә, әрдоған бир қанчә миң қоллиғучилар алдида қилған сөзидә йәнә түркийиниң демократийисиниң пүтүн оттура шәрқтики үлгә икәнликини тәкитлигән. Бу сорунда мисир президенти мурсий қатарлиқ бир қисим дөләт рәһбәрлири бар иди. Әрдоған түркийиниң сурийә кризисини һәл қилишта башламчилиқ роли ойнайдиғанлиқини әскәрткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.