Түркийә ташқи ишлар министири қәшқәрни зиярәт қилди

Түркийә ташқи ишлар министири әһмәт давудоғлу пәйшәнбә күни қәшқәрдә зиярәттә болди. У қәшқәрдики зиярити давамида түркийиниң уйғур қериндашлириға игә чиқидиғанлиқини ейтқан.
Мухбиримиз ирадә
2010.10.28

У мундақ дегән: "түркийә бир қолида уйғурларниң һәқ ‏- һоқуқлирини қоғдайду, йәнә бир қолида хитай билән болған мунасивәтлирини давам қилиду. Биз хитай билән яхши мунасивәт орнитиш билән бирликтә уйғур қериндашлиримизғиму ярдәм қолимизни сунимиз."

Мәлум болушичә, түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давудоғлу башчилиқидики һәйәт қәшқәрдики мәһмут қәшқири вә йүсүп хас һаҗип мәқбәрисини зиярәт қилип, дуа - тилавәт қилған болуп, анатолийә хәвәр агентлиқи бу һәқтики учурида униң бу зиярәттин интайин һаяҗанланғанлиқини вә "биз һазир әҗдадлиримизниң маканлирини зиярәт қилмақтимиз" дегәнликини хәвәр қилди.

Әһмәт давудоғлу уйғур диярини зиярәт қилған тунҗи түрк ташқи ишлар министири болуп, у, бу зияритиниң символлуқ әһмийәткә игә икәнликини ейтқан. Игилинишичә, давудоғлу қәшқәрдики зияритини аяғлаштуруп пәйшәнбә күни ахшам мәхсус айропилан билән үрүмчигә йетип кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.