Түркийә натоға әза мәмликәтләрниң җиддий йиғинини чақирди
2012.06.24
Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, йәкшәнбә күни түркийә һөкүмити дәрһал шималий атлантик окян әһди тәшкилатиға әза мәмликәтләрниң йиғинини чақирип, сүрийигә қандақ чарә қоллиниш мәсилисини музакирә қилди. Сүрийә түркийә айропиланини һечқандақ агаһландуруш бәрмәстин етип чүшүрүвәткән болуп, сүрийә тәрәп түркийә айропиланиниң сүрийә туприқиға киргәнликини билдүргән. Бу мунасивәт билән әнқәрә һөкүмити бу ишни б дт баш катипи вә хәвпсизлик кеңишигә уқтурған иди.
Нөвәттә, түркийидә сүрийигә зәрбә бериш мәсилиси һәққидә ғулғулилар кетиватқан болуп, һәтта әнглийә һөкүмити тәрәпму сүрийиниң бу қилмишиниң киши чидап туралмайдиған иш икәнлики, сүрийиниң бу қилмишқа мәсул болушини билдүрүп, бдт хәвпсизлик кеңишидә сүрийигә нисбәтән қаттиқ бесим көрситидиғанлиқини әскәрткән.