Түркийгә башқурулидиған бомба қалқан системиси орунлаштурулди
Мухбиримиз җүмә
2013.01.26
2013.01.26
Түркийиниң адана шәһиригә орунлаштурулған қалқан системиси голландийидин кәлтүрүлгән болуп, бу система адана шәһирини сүрийидин етилған бомбилардин қоғдайдикән.
Униңдин башқа америка вә германийә қатарлиқ дөләтләрму түркийигә башқурулидиған бомба вә қалқан системисини әвәтидиғанлиқини билдүргән иди.