Түркийә сүрийиниң йолучилар айропиланини әнқәрәгә мәҗбурий қондурди
2012.10.11
Түркийә ташқи ишлар министири әхмәт давутоғлу чаршәнбә күни мухбирларға баянат берип, айропиландики хәлқара авиатсийә қаидилиригә хилап буюмларниң мусадирә қилинғанлиқини билдүргән.
Сүрийиниң 30 адәм олтурған йолучилар айропиланида 17 нәпәр русийилик йолучи бар болуп, русийә ташқи ишлар министири пәйшәнбә күни әтигән баянат берип, түркийиниң бу қилмиши айропиландики русийә пуқралириға тәһдит елип кәлгәнликини билдүргән һәм әнқәрәдин айропиланни мәҗбурий қондурушниң сәвәбини чүшәндүрүшни тәләп қилған.
Түркийә телевизийиси қатарлиқларниң бүгүнки хәвәрлиридә, сүрийә йолучилар айропиланидин мусадирә қилинған буюмлар ичидә, башқурулидиған бомба үчүн ишлитилидиған запчаслар барлиқи илгири сүрүлгән. Өткән һәптә түркийә чеграси ичидики 5 нәпәр түрк пуқраси сүрийә тәрәп атқан зәмбирәк оқида өлгәндин кейин, түркийә-сүрийә оттурисидики мунасивәт җиддийләшкән иди.