Түркийә, сүрийә билән чегрилинидиған җайлириға танка йөткиди

Түркийә “анатолийә” агентлиқиниң 12 - өктәбирдики хәвиригә қариғанда, түркийә һәрбий даирилири түркийиниң сүрийә билән чегрилинидиған җайлириға танка вә башқурулидиған бомбидин мудапиәлиниш системилирини орунлаштурған.
Мухбиримиз җүмә
2012.10.13
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp


Түркийә әслидә сүрийиниң иттипақдиши иди. Сүрийә һөкүмити намайишчи хәлқни қиришни башлиғандин кейин бу икки дөләт мунасивити йирикләшкән.

Сүрийиниң бир һәрбий тикучар айропилани түркийә чеграсиға йеқинлашқандин кейин, түркийә мурситпинар райониға һәрбий қораллирини орунлаштурулған икән.

3 - Өктәбир сүрийә тәрәп атқан бир зәмбирәк оқи түркийиниң ақҗақалә йезисиға чүшүп бәш адәмниң җениға замин болған иди. Түркийә шундин кейин сүрийиниң бир қисим һәрбий барлирини бомбилап инкас қайтурған.

13 - Өктәбир түркийә баш министири әрдоған б д т хәвпсизлик кеңишини “сүрийә мәсилини һәл қилалмиди” дәп әйиблиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.