Түркийә васкетбол командиси хитай командисини зор пәрқ билән йәңди

Түркийә васкетбол командиси хитай командисини зор пәрқ билән йәңди. Дуня васкетбол чемпийонлуқини талишиш мусабиқиси с гурупписи бойичә түркийә васкетбол командиси билән хитай командиси мусабиқигә чүшкән болуп, пәйшәнбә күни кәчтә түркийиниң әнқәрә шәһиридә елип берилған мусабиқидә түркийә васкетбол командиси 40 қа қарши 87 нәтиҗә билән хитай командисини йеңивалди.
Мухбиримиз ирадә
2010.09.02

Түрк командисиниң хитайларни бир һәссидин артуқ пәрқ билән йеңивелиши түркләрни қаттиқ һаяҗанға салди. Түрк мәтбуатлири бу һәқтики баш сәһипилиридә "12 гигант адәм хитайни әзди" , "хитайни икки қатливәттуқ" қатарлиқ темилар билән ғалибийитини елан қилди.

Қизиқарлиқ болғини, мушундақ муһим бир мусабиқә нәтиҗиси хитайниң һечқандақ мәтбуатида хәвәр қилинмиған. Әмма, хитайниң шинхуа торида хитайниң түнүгүн русийә командиси билән чүшкән мусабиқидә 89 ға қарши 80 нәтиҗә билән уттурувәткәнлики хәвәр қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.