Түркийидә вен җябавниң өтәр йолида пәйда болған 'бир қораллиқ киши' алақзадилик пәйда қилди

Түркийиниң һөрийәт гезитиниң хәвәр қилишичә, бүгүн түркийидә зиярәттә боливатқан хитай баш министири вен җябавниң өтәр йолида бир қораллиқ кишиниң пәйда болуши вен җябавниң бихәтәрликигә мәсул сақчи хадимлири арисида җиддийлик пәйда қилған.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.10.08

Бүгүн чүштин кейин түркийә вақти саәт 4 әтрапида түрк сақчилири , намәлум бир кишиниң бир дурбунлуқ қариға елиш милтиқи билән бир кичик типтики аптобусқа чиққанлиқи вә вен җябавниң зиярәт йоли тәвәликигә йүрүп кәткәнлики һәққидә паш қилиш телефони тапшурувалған.

Җиддий һәрикәткә кәлгән сақчилар, истанбул шәһириниң мәртәр дегән җайидики ташйолда мәзкур минибусни тохтутуп тәкшүрүш елип барған. Тәкшүрүштә, минибуста растинла дурбун бекитилгән бир милтиқниң барлиқи байқалған вә минибус шопури тәкшүрүш үчүн елип кетилгән.

Шопур бу милтиқниң тизимлитилған милтиқ икәнлики вә милтиқни өйгә қоюп қоюшқа хатирҗәм болалмай йениға еливалғанлиқини билдүргән. Гумандар тәкшүрүштин кейин қоюветилгән. Әмма хәвәрдә гумандарниң кимлик учури вә тәкшүрүш нәтиҗисиниң мәзкур гуманни муәййәнләштүрүп - муәййәнләштүрмәйдиғанлиқи һәққидә мәлумат берилмигән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.