Уйғур районидики әмгәк билән өзгәртиливатқанларға вәтәнпәрвәрлик тәрбийиси елип берилған
Мухбиримиз ирадә
2010.10.07
2010.10.07
Шинҗаң өзгәртиш торидин мәлум болушичә, даириләр бу арқилиқ әмгәк билән тәрбийилиниватқанлар вә зәһәр ташлиғучиларниң вәтәнгә болған садақитини шундақла гүзәл бир шинҗаң қуруп чиқишқа болған ишәнчисини, партийиниң һалқима тәрәққият пиланиниң уйғур райониға мәнпәәт елип келидиғанлиқиға болған ишәнчисини ашурушни мәқсәт қилған икән.
Хитай даирилири 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин уйғур райониниң һәр саһә, һәр қатламлирида " вәтәнни сөйүш" тәрбийиси хизмитини күчәп елип берип, буни барлиқ хизмәтләрниң алдинқи шәрти қилмақта. Улар һәтта уйғур районидики диний затлар арисидиму вәтәнпәрвәрлик тоғрисида вәз - нәсиһәт ейтиш мусабиқиси уюштурған. Мәсчиттә елип берилған бу мусабиқә чәтәлләрдики диний затлар вә уйғур паалийәтчилириниң күчлүк тәнқидигә учриған иди.