Үрүмчидә 680 миң көчмән туруш гуваһнамиси алди
2012.10.09
Уйғур биз торида бу һәқтә берилгән толуқлима учурлардин мәлум болушичә, 22-авғусттин башлап, уйғур елиниң үрүмчи қатарлиқ шәһәрлиригә башқа өлкиләрдин оқуш үчүн кәлгән оқуғучилар вә ишләмчиләр үчүн, шопурлуқ кинишкиси елиш, давалиниш, аптомобил номур тахтиси елиш қатарлиқ рәсмийәтләрдә “йешил каридор” намидики алаһидә тез беҗириш йоли арқилиқ үрүмчидә туруш гуваһнамисини бир күн ичидә беҗирип болуш шараити яритилған.
Даириләр бу йил 5-айда уқтуруш чиқирип, йеқинқи бир мәзгил ичидә уйғур елидики көчмә нопуслардин 6 милйон кишигә районда туруш гуваһнамиси беҗирип берилип, уларниң уйғур районидики барлиқ шараитлардин бәһримән қилинидиғанлиқини билдүргән иди. Бу хәвәр дуня уйғур қурултийи қатарлиқ чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң әйиблишигә учрап, чәтәл мәтбуатлирида түрлүк инкас пәйда қилғандин кейин, даириләр уйғур елигә йәрләштүрүлидиған көчмә нопусниң һәқиқий сани һәққидә қайта мәлумат бәрмигән иди.
Хитай вәзийитини көзәткүчиләрниң билдүрүшичә, гәрчә хитай даирилири уйғур райониға йеқин мәзгил ичидә йәнә қанчилик хитай көчмәнни йөткәйдиғанлиқи һәққидә мәтбуатларға ениқ мәлумат бәрмигән болсиму, әмма кейинки икки йил ичидә, үрүмчи, қәшқәр, ғулҗа қатарлиқ шәһәрләрни йәниму кеңәйтидиғанлиқи, уйғур аптоном районида милйон нопуслуқ чоң шәһәрләрни қуридиғанлиқи һәққидә хәвәр тарқатқан иди.